Menu

Әзакиял 3

CYR

1 Вә У маңа: — И инсан оғли, еришкиниңни йегин; бу язмини йәп, берип Исраил җәмәтигә сөз қилғин, деди.

2 Шуниң билән мән ағзимни ачтим, У маңа язмини йегүзди.

3 У маңа: — И инсан оғли, қосиғиңни тоқ қилип, ичи-бағриңни Мән саңа бәргән бу орам язма билән толдурғин, — деди. Шуниң билән мән йедим, ағзимда у һәсәлдәк татлиқ еди.

4 Вә У маңа мундақ деди: «И инсан оғли, барғин, Исраил җәмәтигә барғин, Мениң сөзлиримни уларға йәткүзгин.

5 Чүнки сән ғәйрий йезиқтики яки тили тәс бир әлгә әмәс, бәлки Исраил җәмәтигә әвәтилдиң;

6 — ғәйрий йезиқтики һәм тили тәс, сөзлирини чүшәнгили болмайдиған көп әлләргә әвәтилмидиң; Мән сени шуларға әтәткән болсам, улар саңа қулақ салатти!

7 Бирақ Исраил җәмәти саңа қулақ салмайду, чүнки уларниң һеч бири Маңа қулақ селишни халимайду; чүнки пүтүн Исраил җәмәтиниң қапиқи тоң вә көңли қаттиқтур.

8 Мана, Мән йүзүңни уларниң йүзлиригә қарши таштәк, вә сениң пешанәңни уларниң пешанилириға қарши таштәк қилдим.

9 Бәрһәқ, сениң пешанәңни чақмақ тешидин қаттиқ, һәтта алмастәк қилдим. Улардин қорқма, вә улар түпәйлидин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур».

10 Вә У маңа: — И инсан оғли, Мениң саңа ейтмақчи болған һәммә сөзлиримни көңлүңгә пүкүп қойғин, уларни көңүл қоюп аңлиғин.

11 Вә һазир барғин, сүргүн болғанларға, йәни өз елиңдикиләргә сөз қил, улар аңлисун, аңлимисун уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин! — деди.

12 Шуниң билән Роһ мени көтәрди, мән арқамдин зор шарқириған бир авазни аңлидим — «Пәрвәрдигарниң шан-шәривигә тәшәккүр-мәдһийә өз җайлирида оқулсун!» —

13 — Һаят мәхлуқларниң қанатлириниң бир-биригә тегишкән авази, вә уларниң йенидики чақларниң авазлири бәһәйвәт шарқирақ бир сада еди.

14 Вә Роһ мени көтирип, жираққа апарди; вә мән қаттиқ азап, роһумдики ғәзәп билән бардим, вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда күчлүк еди.

15 Шуниң билән мән Тәл-Абиб шәһиридә сүргүн болғанлар, йәни Кевар дәрияси бойида турғанларниң йениға йетип кәлдим; мән улар турған җайда олтардим; уларниң арисида йәттә күн һаң-таң қетип олтардим.

16 Мана йәттә күн тошуп, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —

17 «И инсан оғли, Мән сени Исраил җәмәти үчүн күзәтчи қилип тиклидим; сән Мениң ағзимдин сөзни аңлап, уларға Мәндин болған агаһни йәткүзгин.

18 Мән рәзилләргә: «Сән җәзмән өлисән» — десәм, бирақ сән уни агаһландурмисаң — йәни бу рәзил адәмни һаятқа еришсун дәп рәзил йолидин яндуруп, уни һаятқа еришсун дәп агаһландурмисаң, шу рәзил адәм өз қәбиһлигидә өлиду; бирақ Мән униң қени үчүн сәндин һесап алимән.

19 Бирақ сән әшу рәзил адәмни агаһландурсаңму, у рәзиллигидин, йәни өз рәзил йолидин янмиса, у өз қәбиһлигидә өлиду; лекин сән өз җениңни қутқузуп қалисән.

20 Яки болмиса бир һәққаний адәм өз һәққанийлиғидин йенип, қәбиһлик қилидиған болса, униң алдиға чомақ салсам, у өлиду; чүнки сән уни агаһландурмидиң, у өз гунайида өлиду, вә у қилған һәққаний ишлар әсләнмәйду; бирақ униң қени үчүн сәндин һесап алимән.

21 Вә әгәр сән һәққаний адәмни гуна садир қилма дәп агаһландуруп турсаң, вә у гуна садир қилмиса, у чағда у җәзмән һаят қалиду, чүнки у агаһқа көңүл қойди; шуниң билән сән өз җениңни қутқузуп қалисән».

22 Вә Пәрвәрдигарниң қоли мениң вуҗудумда туратти; У маңа: — Орнуңдин тур, түзләңликкә барғин, Мән шу йәрдә сән билән сөзлишимән, — деди.

23 Шуниң билән мән орнумдин туруп, түзләңликкә чиқтим; вә мана, мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән шан-шәрәптәк, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шу йәрдә туратти; көрүпла мән дүм жиқилдим.

24 Вә Роһ ичимгә кирип мени тик турғузди; У маңа сөз қилип мундақ деди: — «Барғин, өйгә кирип өзүңни бәнд қилғин.

25 Вә сән, и инсан оғли, мана, улар арғамчиларни үстүңгә селип, улар билән сени бағлайду; буниң билән сән талаға чиқалмай, әл-жут ичигә һеч кирәлмәйсән.

26 Шундақла уларға тәнбиһ бәргүчи болмаслиғиң үчүн, Мән сени гача қилип, тилиңни таңлийиңға чаплаштуримән; чүнки улар асий бир җәмәттур.

27 Вә Мән сән билән сөзләшкинимдә, ағзиңни ечип, сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду!» дәйсән; ким аңлаймән десә аңлисун, ким аңлимаймән десә аңлимисун; чүнки улар асий бир җәмәттур.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate