Menu

Йәшая 27

CYR

1 Шу күнидә Пәрвәрдигар Өзиниң дәһшәтлик, бүйүк вә күчлүк шәмшири билән учқур илан левиатанни, Йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду; У йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду.

2 Шу күни сап шарап беридиған бир үзүмзар болиду! У тоғрилиқ нахша ейтиңлар!

3 Өзүм Пәрвәрдигар уни сақлаймән; Мән һәр дәқиқә уни суғиримән; Бириси униңға зиян йәткүзмисун дәп кечә-күндүз сақлаймән.

4 Ғәзәп Мәндә қалмиди; Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди! Ундақ болса Мән уларға қарши жүрүш қилаттим, Уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим!

5 Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун; У Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун, Дәрһәқиқәт, у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун!

6 Кәлгүси күнләрдә, Яқуп йилтиз тартиду; Исраил бихлинип, чечәкләйду, Улар пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду. Пәрвәрдигарниң Өз хәлқигә болған муамилиси

7 Пәрвәрдигар Исраилни урғанларни урғанчилик Исраилни уруп баққанму? У қирғанлардәк Исраил қирилип баққанму?

8 Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән; Шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән.

9 Әнди шу йол билән Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилинидуки, — Униң гунайиниң елип ташланғанлиғиниң пишқан мевиси шу болидуки: — У қурбангаһтики һәммә ташларни кукум-талқан қилиду, «Ашәраһ»ларни вә «күн түврүклири»ни задила турғузмайду.

10 Чүнки мустәһкәмләнгән шәһәр ғериб болуп қалиду, Адәмзатсиз макан һәм ташливетилгән баявандәк болиду; Шу йәрдә мозай озуқлиниду, Шу йәрдә йетип, униң шахлирини йәйду.

11 Униң шахлири солишиш билән үзүлиду; Аяллар келип уларни отун қилип көйдүриветиду. Чүнки бу бир йорутулмиған хәлиқ; Шуңа уларни Яратқучи уларға рәһим қилмайду; Уларни Шәкилләндүргүчи уларға шәпқәт көрсәтмәйду.

12 Вә шу күни шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә һәр йәрни силкийду, Вә силәр бир-бирләп терип жиғивелинисиләр, И Исраил балилири!

13 Вә шу күни шундақ болидуки, Бүйүк канай челиниду; Шуниң билән Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар, Вә Мисир зиминида мусапир болғанлар келиду; Улар Йерусалимда муқәддәс тағ үстидә Пәрвәрдигарға ибадәт қилиду.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate