Menu

Аюп 1

CYR

1 «Уз» дегән жутта, Аюп исимлиқ бир адәм яшиған еди. Бу адәм болса қусурсиз, дурус, Худадин қорқидиған, яманлиқтин өзини жирақ тутидиған адәм еди.

2 Униңдин йәттә оғул вә үч қиз туғулди.

3 Униң йәттә миң қой, үч миң төгә, бәш йүз җүп кала, бәш йүз мада ешәк қатарлиқ мал-мүлки бар еди. Униң малайлири бәк көп еди; у шәриқлиқләр ичидә һәммидин улуқ еди.

4 Униң оғуллири нөвәт бойичә бекиткән күндә өз өйидә башқилар үчүн дәстихан селип зияпәт қилатти. Бу күнләрдә улар адәм әвәтип үч сиңлисини улар билән биллә тамақлинишқа чақиритатти.

5 Уларниң шу зияпәт күнлири аяқлиши билән Аюп адәм әвәтип уларни Худа алдида паклинишқа орунлаштуратти. У таң сәһәрдә орнидин туруп уларниң саниға асасән көйдүрмә қурбанлиқларни қилатти. Чүнки Аюп: «Балилирим гуна қилип қоюп, көңлидә Худаға беһөрмәтлик қилип қоямдикин» дәп ойлайтти. Аюп һәрдайим әнә шундақ қилип туратти. Әрштики биринчи қетимлиқ кеңәш; Шәйтан соқунуп кириду

6 Бир күни, Худаниң оғуллири Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир болди. Шәйтанму уларниң арисиға киривалди.

7 Пәрвәрдигар Шәйтандин: — Нәдин кәлдиң? — дәп сориди. Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Йәр йүзини кезип пайлап, уяқ-буяқларни айлинип чөргиләп кәлдим, деди.

8 Пәрвәрдигар униңға: — Мениң қулум Аюпқа диққәт қилғансән? Йәр йүзидә униңдәк мукәммәл, дурус, Худадин қорқидиған һәм яманлиқтин жирақ туридиған адәм йоқ, — деди.

9 Шәйтан Пәрвәрдигарға җававән: — Аюп Худадин бекардин бекар қорқмиғанду?

10 Өзүң униң өзи, аилисидикилири һәм униң һәммә нәрсисиниң әтрапиға қаша қойған әмәсму? Сән униң қолиға бәрикәт ата қилдиң, шуниң билән униң тәәллуқати тәрәп-тәрәптин гүллинип көпәймәкта.

11 Әгәр Сән қолуңни созуп, униң һәммә нәрсилиригә тегип қойсаң, у Сәндин йүз өрүп, Сени тиллимиса Шәйтан болмай кетәй! — деди.

12 Пәрвәрдигар Шәйтанға: — Мана, униң һәммә нәрсисини сениң қолуңға тутқуздум! Бирақ униң өзигә тәккүчи болма! — деди. Шундақ қилип Шәйтан Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип кәтти. Биринчи синақ

13 Бир күни, Аюпниң оғул-қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтиратти.

14 Бир хәвәрчи Аюпниң йениға келип униңға: — Калилар билән йәр һайдавататтуқ, ешәкләр әтрапта отлавататти;

15 Шебалиқлар һуҗум қилип кала-ешәкләрни булап кәтти. Ишләватқан яшларни қиличлап өлтүривәтти. Ялғуз мәнла қутулуп қелип, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болди, — деди.

16 Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Асмандин Худаниң оти чүшүп қойлар вә ишләватқан яшларни көйдүривәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.

17 Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Калдийләр үч тәрәптин һуҗум қилип төгиләрни булап елип кәтти, ишләватқан яшларни қиличлап өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.

18 Бу адәмниң гепи техи түгимәй турупла, йәнә бириси жүгүрүп келип Аюпқа: — Оғуллири вә қизлири чоң акисиниң өйидә тамақ йәп, шарап ичип олтарғинида,

19 туюқсиз, чөлдин қаттиқ бир боран чиқип өйниң төрт булуңини қаттиқ соқуп, өй ғулап чүшүп яшларни өлтүрүвәтти; ялғуз мәнла қутулуп қалдим, силигә хәвәр йәткүзүшкә несип болдум, — деди.

20 Аюп болса буни аңлап орнидин дәс туруп, тонини житип, чечини чүшүриветип, өзини йәргә ташлап Худаға ибадәт қилди: —

21 Мән апамниң қосиғидин ялаңач чүшкән, у йәргиму ялаңач қайтимән; һәммини Пәрвәрдигар маңа бәргән, әнди Пәрвәрдигар мәндин елип кәтти; Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулсун! — деди.

22 Буларниң һәммисидә Аюп гуна қилмиди вә яки Худани һеч қандақ налайиқлиқ билән әйиплимиди.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate