Menu

Зәбур 10

CYR

1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигарни башпанаһим қилдим; Әнди силәр қандақму маңа: «Қуштәк өз теғиңға учуп қач!

2 Чүнки мана, рәзилләр каманни тартип, Қараңғулуқтин көңли дурусларға қаритип атмақчи болуп, Улар оқни киричқа селип қойди;

3 «Һуллар һалак қилинса, Әнди һәққанийлар немиму қилар?»» — дәватисиләр?

4 Пәрвәрдигар Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур, Пәрвәрдигарниң тәхти асманлардидур; У нәзәр салиду, Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду.

5 Пәрвәрдигар һәққаний адәмни синайду; Рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға у ич-ичидин нәпрәтлиниду.

6 У рәзилләргә қапқанлар, от вә гуңгутни яғдуриду; Пижғирим қизиқ шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду.

7 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийдур; Һәққанийлиқ Униң амриғидур; Көңли дуруслар Униң дидарини көриду.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate