Menu

Зәбур 71

CYR

1 Сулайман үчүн: — И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; Падишаһниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән.

2 Шундақ болғанда у Өз хәлқиң үчүн һәққанийлиқ билән, Саңа тәвә езилгән мөминләр үчүн адиллиқ билән һөкүм чиқириду;

3 Тағлар хәлиққә теч-аманлиқ елип келиду, Едирлиқларму һәққанийлиқ билән шундақ қилиду.

4 Падиша хәлиқ арисидики езилгәнләргә адил һөкүмләрни чиқириду; У намратларниң балилирини қутқузиду, Залимларни битчит қилиду.

5 Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду.

6 У болса гоя йеңидин орған отлаққа яққан ямғурдәк, Йәр суғиридиған һөл-йеғинлардәк чүшиду.

7 Униң күнлиридә һәққанийлар ронақ тапиду; Ай йоқ болғичә теч-аманлиқ тешип туриду.

8 У деңиздин-деңизларғичә, Әфрат дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм сүриду.

9 Чөл-баяванда яшаватқанлар униң алдида баш қойиду; Униң дүшмәнлири топиларни ялайду.

10 Таршишниң вә аралларниң падишалири униңға һәдийәләр тәқдим қилиду, Шеба вә Себаниң падишалириму соғатлар суниду.

11 Дәрвәқә, барлиқ падишалар униң алдида сәҗдә қилиду; Пүткүл әлләр униң хизмитидә болиду;

12 Чүнки у пәряд көтәргән йоқсулларни, Панаһсиз езилгәнләрни қутулдуриду;

13 У йоқсул-аҗизларға ичини ағритиду, Йоқсулларниң җенини қутқузиду;

14 Уларниң җенини зулум-зомигәрликтин һөрлүккә чиқириду, Уларниң қени униң нәзиридә қиммәтликтур.

15 Падишаһ яшисун! Шебаниң алтунлиридин униңға сунулиду; Униң үчүн дуа тохтавсиз қилиниду; Униңға күн бойи бәхит тилиниду;

16 Йәр йүзидики һосул мол болиду, Һәтта тағ чоққилиридиму шундақ болиду. Миғ-миғ чүшкән мевиләр Ливандики орманлардәк тәвриниду; Шәһәрдикиләр болса даладики от-йешиллиқтәк гүллиниду;

17 Униң нами мәңгүгә өчмәйду, Униң нами қуяш йоқалғичә туриду; Адәмләр униң билән өзлиригә бәхит тиләйду, Барлиқ әлләр уни бәхитлик дәп атишиду.

18 Исраилниң Худаси, Пәрвәрдигар Худаға тәшәккүр-мәдһийә болғай! Карамәт ишларни Яратқучи ялғуз Удур!

19 Униң шәрәплик намиға мәңгүгә тәшәккүр-мәдһийә оқулсун! Униң шан-шөһрити пүткүл дунияни қаплиғай! Амин! Вә амин!

20 Йәссәниң оғли Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate