Menu

Зәбур 82

CYR

1 Асафниң күй-нахшиси: — И Худа, үн чиқармай турувалма, Җим турувалма, сүкүт қилип турувалма, и Тәңрим!

3 Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта, Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә.

4 Улар қувлуқ билән Сениң хәлқиңгә сүйқәст қилиду, Сениң һимайә қилип қәдирлигәнлириң билән қаршилишишни мәслиһәтлишиду.

5 Улар: — «Жүрүңлар, уларни милләт қатаридин йоқ қилайли! Исраилниң нами иккинчи тилға елинмисун!» — демәктә.

6 Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти; Улар Саңа қарши иттипақ түзди.

7 Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири, Моаб һәм Һагрийлар;

8 Гәбал, Аммон, вә Амаләк; Филистийә һәмдә Тур аһалилири,

9 Асурийәму уларға қошулди; Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән. Селаһ.

10 Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға, Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән;

11 Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди, Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди.

12 Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән;

13 Чүнки улар: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!» — дәп ейтқан.

14 И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк, Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән.

15 От орманлиққа туташқанға охшаш, Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш,

16 Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән, Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән;

17 Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн, Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар!

18 Улар номустин әбәдий шәрмәндә болсун, Җаһанға рәсва болуп йоқитилсун.

19 Улар билсунки, Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate