Menu

Зәбур 98

CYR

1 Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Хәлиқләр титрисун! У керублар оттурисида олтириду; Йәр-җаһан зил-зилигә кәлсун!

2 Пәрвәрдигар Зионда бүйүктур, У барлиқ хәлиқләр үстидә туридиған алийдур.

3 Улар улуқ вә сүрлүк намиңни мәдһийиләйду; У пак-муқәддәстур!

4 Падишаһниң қудрити адаләткә беғишланғандур; Өзүң дуруслуқни мәһкәм орнатқансән; Сән Яқуп арисида адаләт вә һәққанийәт жүргүзгән.

5 Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Тәхтипәри алдида егилип сәҗдә қилиңлар — У муқәддәстур!

6 Униң каһинлири арисида Муса вә Һарун бар еди, Намини чақирғанлар ичидә Самуилму һазир еди; Улар Пәрвәрдигарға илтиҗа қилип, чақирди, У уларға җавап бәрди.

7 Худа булут түврүгидә уларға сөзлиди; Улар У тапшурған агаһ-гувалиқларға һәм низам-бәлгүлимигә әмәл қилишатти.

8 И Пәрвәрдигар Худайимиз, Сән уларға җавап бәрдиң; Яман қилмишлириға яриша җаза бәргән болсаңму, Сән уларни кәчүргүчи Илаһ едиң.

9 Пәрвәрдигар Худайимизни улуқлаңлар! Униң муқәддәс теғида егилип сәҗдә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз муқәддәстур!

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate