Күйләрниң күйи 1
CYR1 «У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур.
2 Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!» Йерусалим қизлири Сулайманға сөз қилиду
3 «Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз». Шуламит «Йерусалим қизлири»ға җавап қилиду
4 «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.
5 Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән». Шуламит Сулайманға сөз қилиду
6 «Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?» Сулайман Шуламитниң соалиға җавап бериду
7 «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин». Иккинчи ойлиниш — той зияпитидики дәстихан үстидә болған ойлар •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
8 «И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;
9 Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.
10 Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз». Шуламит Сулайманға сөз қилиду
11 «Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду;
12 Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду;
13 Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур». Үчинчи ойлиниш — той һуҗрисида болған ойлар {1:15-2:7} •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
14 «Мана, сән гөзәл, амриғим! Мана, сән шундақ гөзәл! Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!» Шуламит Сулайманға сөз қилиду
15 «Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм; Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән; Бизниң орун-көрпимиз йешилдур;
16 Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин, Василиримиз арчилардиндур.
