Menu

Зәкәрия 10

CYR

1 Пәрвәрдигардин «кейинки ямғур» пәслидә ямғурни тәләп қилиңлар; Пәрвәрдигар чақмақларни чақтуруп, уларға мол ямғурларни, шуниңдәк һәр биригә етизда от-чөпләрни бериду.

2 Чүнки «өй бутлири» бемәна гәпләрни ейтқан, палчилар ялған «аламәт»ләрни көргән, тутуруқсиз чүшләрни сөзлигән; улар қуруқ тәсәлли бериду. Шуңа хәлиқ қой падисидәк тенәп кәтти; улар падичиси болмиғачқа, азар йемәктә.

3 Мениң ғәзивим падичиларға қозғалди; Мән мошу «текә» йетәкчиләрни җазалаймән; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өз падисидин, йәни Йәһуда җәмәтидин хәвәр елишқа кәлди; У җәңдә уларни Өзиниң һәйвәтлик етидәк қилиду.

4 Униңдин йәни Йәһудадин «Буҗәк Теши», униңдин «Қозуқ», униңдин «Җәң Оқяси», униңдин «Һәммигә һөкүмранлиқ Қилғучи» чиқиду.

5 Шуниң билән улар җәңдә, дүшмәнләрни кочилардики патқақни дәссигәндәк чәйләйдиған палванлардәк болиду; улар җәң қилиду, чүнки Пәрвәрдигар улар билән биллидур; улар атлиқ әскәрләрниму йәргә қаритип қойиду.

6 Мән Йәһуда җәмәтини күчәйтимән, Йүсүпниң җәмәтини қутқузимән; Мән уларни қайтидин олтирақлишишқа қайтуримән; чүнки Мән уларға рәһим-шәпқәтни көрситимән. Улар Мән һеч қачан ташливәтмигәндәк болиду; чүнки Мән уларниң Худаси Пәрвәрдигармән; Мән уларға җавап беримән.

7 Әфраимдикиләр палвандәк болиду, көңүллири шарап кәйпини сүргәнләрдәк хошаллиниду; уларниң балилири буни көрүп хошаллиниду; уларниң көңли Пәрвәрдигардин шатлиниду.

8 Мән үшқиртип, уларни жиғимән; чүнки Мән уларни бәдәл төләп һөрлүккә чиқиримән; улар илгири көпийип кәткәндәк көпийиду.

9 Мән уларни әлләр арисида уруқтәк чачимән; андин улар Мени жирақ җайларда әсләйду; шуниң билән улар балилири билән һаят қелип, қайтип келиду.

10 Мән уларни қайтидин Мисир зиминидин елип келимән, Асурийәдинму чиқирип жиғимән; уларни Гилеад вә Ливан зиминиға елип киргүзимән; йәр-зимин уларни патқузалмай қалиду.

11 Шундақ қилип, У җәбир-җапа деңизидин өтүп, деңиздики долқунларни уриду; Нил дәриясиниң тәглири қуруп кетиду; Асурийәниң мәғрурлуғи вә пәхри пәс қилиниду, Мисирдики шаһанә һасиму йоқилиду.

12 Мән уларни Пәрвәрдигар арқилиқ күчәйтимән; улар Униң намида маңиду, дәйду Пәрвәрдигар.

Everything we make is available for free because of a generous community of supporters.

Donate